путин билән сәлман дунйа енергийә базиридики өзгиришләр тоғрисида сөзләшти

русийә пирезиденти виладимир путин сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән дунйа нефит базиридики вәзийәт тоғрисида телефон сөһбити өткүзди.

1858015
путин билән сәлман дунйа енергийә базиридики өзгиришләр тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил  байанат берип, путин билән сәлманниң телефон сөһбитидә, икки дөләтниң «мунасивәтләрдә һасил қилинған достлуқ дәриҗиси»гә иҗабий баһа берилгәнликини билдүрди.

байанатта, нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилати— опек сиртидики бир қисим нефит ишләпчиқарғучи дөләтләрниң өзара маслишишни йуқири көтүрүшиниң муһимлиқи тәкитләнгән сөһбәт җәрйанида йәнә, бу категорийәдики дөләтләрниң йәр шари енергийә базириниң тәңпуңлуқ вә муқимлиқини сақлаш үчүн мәҗбурийитини изчил ада қилишиниң хушаллинарлиқ әһвал икәнликигә ишарәт қилип өтүлгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر