америка мәркизий банкаси өсүм өстүрди

америка мәркизий банкаси ( (FED өсүмни 75 номур өрлитип, %1.5 тин %1.75 гичә өстүрди.

1844225
америка мәркизий банкаси өсүм өстүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий банкаси ( (FEDөсүмни 75 номур өрлитип, %1.5 тин %1.75 гичә өстүрди.

америка мәркизий банкасиниң бу қетимқи 75 номурлуқ өсүм өстүрүши, 1994-йилдин буйанқи бир қетимдила әмәлгә ашурған әң тез өсүм өстүрүши болуп қалди.

америка мәркизий банкасиниң бу һәқтики байанатида, өсүм нисбитини өстүрүш қарариниң 1 гә қарши 10 аваз билән чиқирилғанлиқи, канзас сити (Kansas City) мәркизий банкасиниң башлиқи естир җорҗниң (Esther George) 50 номур өстүрүш үчүн беләт ташлиғанлиқи қәйт қилинди.

федератсийә ечиветилгән базар комитетиниң (FOMC)әң йуқири ишқа орунлаштуруш вә узун муддәттә %2 лик пул пахаллиқиға еришишниң нишан қилинғанлиқи билдүрүлгән байанатта, буниңға йетиш үчүн федертсийә фонд нисбитиниң 1.75-1.50 арисида өсүшигә қарар қилинғанлиқи, давамлишиватқан өсүм өсүшлириниң мувапиқ икәнликиниң тәхмин қилинғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر