йавропа иттипақи украинадин таможна беҗини кәчүрүм қилишни қарар қилди

йавропа иттипақиға әза дөләтләр, украинадин импорт қилинидиған барлиқ мәһсулатларниң таможна беҗини бир йил бойичә әмәлдин қалдурушни мәзмун қилған бәлгилимини тәстиқлиди.

1832112
йавропа иттипақи украинадин таможна беҗини кәчүрүм қилишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа кеңиши, украинани иқтисадий җәһәттин қоллаш мәқситидә тәййарланған содини вақитлиқ әркинләштүрүш бәлгилимисиниң әза дөләтләр тәрипидин қобул қилинғанлиқини уқтурди.

бәлгилимә бойичә, украинаниң йавропа иттипақиға әза дөләтләргә експорт қилидиған барлиқ мәһсулатлардин бир йил бойичә импорт беҗи тохтитилидикән. бу бәлгилимә, санаәт, деһқанчилиқ мәһсулатлири вә пишшиқлап ишләнгән йемәкликләр вә полат-төмүрни төкмә қилип сетиш беҗиниму өз ичигә алидкән.

алдинқи һәптә йавропа парламентида авазға қойулуп тәстиқланған бу бәлгилимә, рәсмий имзалинип йавропа иттипақиниң рәсмий журнилида елан қилинғандин кейин иҗра қилинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر