австралийә хитайни сода чәклимилирини бикар қилишқа чақирди

авистиралийәниң 23 – май қәсәм берип вәзипә тапшуруп алған йеңи һөкүмити малийә министири җим чалмерс хитайни сода тосиқини әмәлдин қалдурушқа чақирди.

1832367
австралийә хитайни сода чәклимилирини бикар қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: австралийәниң йеңи малийә министири җим чалмерс, хитайниң йеқинқи йиллардин буйан сода саһәсидә австралийәгә қарита һәр хил тәдбир, тосалғу вә җазаларни йолға қойғанлиқини тилға елип, әгәр хитай икки дөләт мунасивитини әслигә кәлтүрүшни халайдиған болса, бу сийасәтләрни әң қисқа вақит ичидә бикар қилиши керәк, деди.

әркин сода шериклири оттурисидики сода тосуқлириниң иқтисадқа зийан йәткүзидиғанлиқини вә буниң австиралийәдики бир қисим хизмәтчиләрниң турмушини қийинлаштурувәткәнликини тилға алған чалмерс: «шуңа, биз бу җазаларниң бикар қилинишини көрүшни әлвәттә халаймиз» деди.

2020-йили хитай билән авистиралийә оттурисида сийасий вә сода мәсилилири көрүлгән؛ австралийә, чәт әлниң дөләт ичи сийаситигә тәсир көрситишиниң алдини елиш мәқситидә қанун чиқирип, хитайниң бир қисим селинмилириға қарши тәдбир қолланған, һәмдә хитай телеграф ширкити хуавейниң 5G тори ул әслиһә қурушини чәклигәниди.

бу қәдәмләрдин кейин, бейҗиң һөкүмити 2020- йили нойабирда австиралийәдин кала гөши, үзүм һариқи, қисқучпақа, арпа вә йағач материйаллири импорт қилишни тохтатқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر