түркийә – қазақистан оттурисидики сода омумий соммиси барғансери ашмақта

қазақистан түркийә билән болған сода омумий соммисиниң бу йилниң алдинқи чарикидә 1.5 милйард долларға йәткәнликини билдүрди.

1830069
түркийә – қазақистан оттурисидики сода омумий соммиси барғансери ашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан малийә министирлиқи дөләт кирим комитетиниң байанатиға қариғанда, бу йил 1-айдин 3-айғичә болған арилиқта, қазақистанниң ташқи содиси әң көп болған дөләтләр арисида түркийә үчинчи орунда турған.

бу мәзгилдә, икки дөләт оттурисидики сода миқдари 1.5 милйард долларға йеқинлашқан. қазақистанниң түркийәгә қилған експорти 1 милйард 252 милйон долларға, түркийәдин импорт қилинған мәһсулат 236 милйон 300 миң долларға йәткән.

қазақистанниң түркийәгә қилған омумий експортиниң% 70.7 ни (885 милйон доллар) йеқилғу вә енергийә мәһсулатлири тәшкил қилған. метал вә метал мәһсулатлири% 25.9 (324 милйон доллар) билән иккинчи орунда турған.

охшаш мәзгилдә, түркийәдин қазақистанға 26.2 пирсәнт (62 милйон доллар) билән әң көп машина, сайман вә үскүнә мәһсулатлири импорт қилинған. тоқумичилиқ вә тоқумичилиқ мәһсулатлири% 20 (47 милйон 500 миң доллар) билән иккинчи орунда турған.

қазақистан билән түркийә оттурисидики бултурқи сода миқдариниң, охшаш мәзгилдә 803 милйон 100 миң доллар икәнлики билдүрүлгәниди. буниң 545 милйон 200 миң долларлиқ қисмини, қазақистанниң түркийәгә қилған експорти, 257 милйон 800 миң долларлиқ қисмини түркийәдин қилған импорти, тәшкил қилидиғанлиқи қәйт қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر