арамко дунйаниң базар қиммити әң йуқири ширкитигә айланди

сәуди әрәбистан дөләтлик нефит ширкити — арамко базар қиммити әң йуқири ширкәтләр тизимликиниң алдинқи қатаридин орун алди.

1826067
арамко дунйаниң базар қиммити әң йуқири ширкитигә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: нефит баһасиниң өсүшидин пайдиланған сәуди әрәбистан нефит ширкити арамкониң базар қиммити чаршәнбә күнигә қәдәр 2 тирилйон 422 милйард долларға йәтти.

америка техника ширкити — алманиң базар қиммити йеқинқи техника пай чәклириниң сетилишидин кейин 2 тирилйон 377 милйард долларға чүшүп қалди.

шундақ қилип, сәуди әрәбистан арамко ширкити базар қиммити әң йуқири ширкәткә айлинип, 2020-йилдин буйан тунҗи қетим алма ширкитидин ешип кәткән болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر