руслар вә украиналиқларниң түркийәдин өй - мүлүк издәш қизғинлиқи өрлигән

руслар вә украиналиқларниң түркийәдин туралғу сетивелиш қизғинлиқи күнсери күчәймәктә.

1799960
руслар вә украиналиқларниң түркийәдин өй - мүлүк издәш қизғинлиқи өрлигән

түркийә авази радийоси хәвири: тор муһитида өй - мүлүк сетиш суписи — әмлакҗет (Emlakjet), мәлумат амбиридики айлиқ 15 милйонға йәткән зийарәтчи һәрикәтлирини чөридәп, рус вә украиналиқларниң түркийәдин сетишқа чиқирилған өй – мүлүкләрни издәш қизғинлиқини тәкшүрди.

әмлакҗет елан қилған санлиқ мәлуматқа асасланғанда, 2 – айда русларниң түркийәдин сетилидиған өй – макан издәш нисбити өткән йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %51؛ украиналиқларниң %63 ашқан.

өй – мүлүк издәш җәһәттә анталйа һәм руслар һәмдә украиналиқларниң биринчи таллиши болған, униңдин қалса, руслар әң көп туралғу издигән вилайәтләр тәртипи бойичә истанбул, измир, әнқәрә вә бурса؛ украиналиқлар әң көп туралғу издигән вилайәтләр истанбул, мәрсин, әнқәрә вә измир болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر