русийәниң һәрбий һәрикити нефит вә алтун баһасиға тәсир көрсәтти

русийә армийәсиниң украинаниң шәрқидә һәрбий һәрикәт башлиши нефит вә алтун баһасиниң өрләп кетишини кәлтүрүп чиқарди.

1784132
русийәниң һәрбий һәрикити нефит вә алтун баһасиға тәсир көрсәтти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путинниң украинаниң шәрқидики донбаста алаһидә һәрбий һәрикәт елип бериш қарарини елан қилишидин кейин, бир варил брент нефитниң баһаси %3 тин артуқ өрләп, 2014- йилдин буйан тунҗи қетим 100 долларға өрлиди.

виладимир путин елан қилған һәрбий һәрикәт қарари районниң енергийә билән тәминлишидә кашила көрүлүш әндишиси пәйда  қилди.

йәнә бир тәрәптин, русийә билән украина оттурисидики җиддийчилик алтун баһасиниңму өрләп кетишини кәлтүрүп чиқарди.

мәбләғ салғучилар тәрипидин «бихәтәр панаһгаһ» дәп қариливатқан алтунниң унсийә баһаси %2 кә йеқин өрләп 1944 долларға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر