чәт әлликләр өткән йили түркийәниң 70 вилайитидин өй - мүлүк сетивалди

2021 – йили чәт әлликләр түркийәдики 70 вилайәттин өй сетивалди.

1780325
чәт әлликләр өткән йили түркийәниң 70 вилайитидин өй - мүлүк сетивалди

түркийә авази радийоси хәвири: чәт әлликләргә өй-мүлүк сетиш ширкити — невитаниң тәкшүрүш нәтиҗисигә асасланғанда, өткән йили 59282 чәт әллик түркийәниң 70 вилайитидин өй – мүлүк сетивалған.

бултур 26667 чәт әллик өй – мүлүк сетивалған истанбул бу саһәдә үстүнлүкни игилигән, униңдин қалса, 12598 чәт әллик өй – мүлүк сетивалған анталйа иккинчи, 3705 чәт әллик өй – мүлүк сетивалған әнқәрә үчинчи рәттин орун алған.

мәрсиндин 2549؛ йаловадин 1893؛ бурсадин 1700؛ измирдин 1422؛ сакарйадин 1296؛ самсундин 1165؛ трабзондин 985 чәт әллик өй – мүлүк сетивалған.

чәт әлликләр әң көп өй – мүлүк сетивалған вилайәтләр арисида муғла 11-, коҗаәли 12-, айдин 13-, тәкирдағ 14-, әскишәһир 15-, конйа 16-, дәнизлик 17-, дүзҗә 18-, ғазиантәп 19-, болу 20 – қатардин орун алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر