әрдоған келәр һәптә түркийә қолға кәлтүргән експорт рекортини елан қилиду
сода министири мәһмәт муш җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң келәр һәптә түркийә қолға кәлтүргән експорт рекортини елан қилидиғанлиқини билдүрди.

түркийә авази радийоси хәвири: сода министири мәһмәт муш пайтәхт әнқәрәдә түркийә сода уйушмилири вә пайчек базири бирләшмиси (TOBB) да өткүзүлгән бирликниң ортақ кеңиши йиғиниға қатнашти.
мәһмәт муш ковид-19 йуқуми кәлтүрүп чиқарған сәлибий амилларға қаримастин, түркийә иқтисадиниң 2021-йили йуқири ешиш нисбитини қолға кәлтүргәнликини тәкитлиди.
түркийәниң експортта зор илгириләш вә өзгириш алдида турғанлиқини тәкитлигән мәһмәт муш, «келәр һәптә, җумһур рәисимиз експортта қолға кәлтүргән чоң рекортни елан қилиду. түркийә иқтисади 2022-йили вә униңдин кейинки мәзгилләрдиму експорт билән тәрәққий қилишни давамлаштуриду» деди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

түркийә һәсәл експортида наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди
түркийә һәсәл експортидин 4 ай ичидә 13 милйон 500 миң доллар кирим қилди.

иран кәлгүсидә түркийә арқилиқ йавропаға тәбиий газ експорт қилидиғанлиқини елан қилди
иран йавропаға тәбиий газ експорт қилишни түркийә арқилиқ әмәлгә ашуридиғанлиқини елан қилди.