хәлқара инавәт баһалаш оргини —S&P түркийәниң иқтисадий ешиш мөлчәригә өзгәртиш киргүзди

хәлқара инавәт баһалаш оргини —S&P, түркийәниң бу йиллиқ иқтисадий ешиш мөлчәрини %8.6 тин %9.8 кә өстүрди.

1746067
хәлқара инавәт баһалаш оргини —S&P түркийәниң иқтисадий ешиш мөлчәригә өзгәртиш киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: S&P ниң түркийә иқтисадиға мунасивәтлик байанатида, түркийәниң һазирқи иқтисадий  әһвалиниң 2018- йили 8- айдикигә қариғанда техиму күчлүк орунда икәнликигә ишарәт қилинип: хәлқ аманәт пулини банкиларда сақлаш йолини таллиған болғачқа, түркийә банкичилиқ кәспигә болған ишәнчниң сақлинип қалғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, түркийә иқтисадиниң бу йиллиқ ешиш мөлчәриниң %8.6 тин %9.8 кә өстүрүлгәнлики билдүрүлди.

түркийә иқтисадиниң келәр йили  %3.7 ешишиниң мөлчәрлиниватқанлиқи оттуриға қойулған байанатта, 2023- йили %3.1, 2024- йили %3 ашидиғанлиқиға даир мөлчәрләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر