түркийә санаәт саһәси експортта рекорт йаратти

түркийә санаәт саһәси алдинқи айда 16 милйард доллардин артуқ ташқи сетиш нисбити билән барлиқ дәврләрниң әң йуқири айлиқ екиспорт нисбитини ишқа ашурди.

1743681
түркийә санаәт саһәси експортта рекорт йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә експортчилар мәҗлиси (TIM) ниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, түркийәниң екиспорти алдинқи айда 2020-йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %33.4 ешип, 21 милйард 468 милйон 500 миң долларға йәткән.

түркийә санаәт саһәсиму експорт нисибитни нойабирда алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %33.9 ашуруп, 16 милйард 297 милйон 200 миң долларға йәткүзгән.

санаәт експорти алдинқи айдики експорт омумий соммисиниң %75.9 ни игилигән.

санаәткә мунасивәтлик саһәләр ичидә, аптомобил санаити алдинқи айда 2 милйард 530 милйон 300 миң долларлиқ експорт билән әң йуқири експорт сәвийәси йаратти.

аптомобил санаити 2 милйард 397 милйон 400 миң доллар, химийилик буйумлар вә мәһсулатлар 2 милйард 48 милйон 300 миң доллар, полат 1 милйард 733 милйон 300 миң доллар, тәййар кийим-кечәк вә туқумичилиқ мәһсулатлири 1 милйард 282 милйон 800 миң доллар, електрон вә електронлуқ мәһсулатлар 1 милйард 275  милйон 200 миң долларлиқ експортни ишқа ашурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر