түркийәниң иқтисади муқим, тез сүрәттә ашти
түркийәниң иқтисади бу йил үчинчи пәсилдә% 7.4 ашти.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини, түркийәниң бу йилниң үчинчи пәслигә (7-айдин 9-айғичә) алақидар ички ишләпчиқириш омумий қиммитиниң нәтиҗилирини елан қилди.
буниңға асасланғанда, түркийәниң ички ишләпчиқириш омумий қиммити зәнҗирсиман һәҗим көрсәткүчи, бу йилниң үчинчи пәслидә алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 7.4 ашқан.
түркийә истатистика оргини, бу йилниң биринчи вә иккинчи пәсиллик санлиқ мәлуматлириғиму өзгәртиш киргүзди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлиди
түркийәдә ишсизлиқ нисбити март ейида алдинқи айға селиштурғанда % 0.1 азийип, ٪8.6 кә төвәнлиди.
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи йиллиқ нисбәттә % 4.3 ашти.