санаәт ишләпчиқириш көрсәткүчи сентәбирдә %8.9 ашти

түркийәниң санаәт ишләпчиқириш көрсәткүчи сентәбирдә йиллиқ өлчәм бойичә %8.9 ашти.

1732987
санаәт ишләпчиқириш көрсәткүчи сентәбирдә %8.9 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини, сентәбир ейиға мунасивәтлик санаәт ишләпчиқириш көрсәткүчи нәтиҗисини елан қилди؛ буниңға асасән, сентәбирдә санаәт ишләпчиқириш миқдари алдинқи йилиниң охшаш ейиға селиштурғанда %8.9 ашқан.

санаәтниң тармақ саһәлири тәһлил қилинғанда, канчилиқ саһәси көрсәткүчи сентәбир ейида бултурқиниң охшаш ейиға селиштурғанда %7.9, йасимичилиқ саһәси көрсәткүчи %9.7, ток, тәбиий газ, пар вә һава тәңшигүч ишләпчиқириш вә тарқитиш саһәси көрсәткүчи %1 ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر