мудийс «гүллиниватқан базарлар» намлиқ доклатида түркийә иқтисадиға орун бәрди

хәлқара инавәт баһалаш оргини —мудийс, түркийәдики малийә интизаминиң дөләт малийәсиниң чидамчанлиқини сақлашқа капаләтлик қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

1732424
мудийс «гүллиниватқан базарлар» намлиқ доклатида түркийә иқтисадиға орун бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара инавәт баһалаш оргининиң «гүллиниватқан базарлар» намлиқ доклатида, түркийәниң келәр йили %4.8 иқтисадий ешишни қолға кәлтүрүшиниң мөлчәрлиниватқанлиқиға ишарәт қилинип: «түркийәниң малийә күчи вә иқтисадий паалийәтни қоллайдиған инавәтлик қәрзиниң ешиши дөләт малийәсиниң чидамчанлиқиға капаләтлик қилиду» дегән ибариләргә орун берилди.

нопус әһвалиниң йеңидин гүлләнгән базарлардики банкиларниң паалийәт күчигә көрситиш еһтимали болған тәсириму муһакимә қилинған доклатта: «йашанған әмгәк күчи, шәрқий йавропа вә русийәдики банкиларниң пайдисини төвәнлитиду. оттура асийа вә түркийәдики банкилар йаш вә көпийиватқан нопусниң қәрз еһтийаҗи сайисида техиму көп нәпкә еришиду» дегән қарашлар орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر