түркийәниң үзүм екиспорти% 36 ашти

түркийәниң үзүм екиспорти 1-айдин 10-айғичә алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 36 ешип, 118 милйон доллардин 160 милйон долларға йәтти.

1731529
түркийәниң үзүм екиспорти% 36 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: әгә мевә-чевә вә көктат експортчилири бирликиниң рәиси һайрәттин учақ, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, маниса, измир вә дәнизлидин ибарәт 3 вилайәттики 60 миң ишләпчиқарғучиниң 1 милйон 100 миң үзүмзарлиқта султани үзүми ишләпчиқириватқанлиқини, «ковид – 19» йуқуми мәзгилидә, үзүмгә болған тәләпниң  ашқанлиқини вә түркийәниң 2020-йили 158 милйон долларлиқ үзүм експорт қилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «2021-йили 10 айлиқ мәзгилдә, 2020-йилдики експорт омумий соммисини арқида қалдурдуқ, түркийәниң үзүм експорти, 2021-йили 10 ай ичидә 118 милйон доллардин 160 милйон долларға% 36 йәтти, султани үзүми, үзүм експортиниң% 78 ни игилиди, биз 2021-йиллиқ 200 милйон долларлиқ експорт нишанимизға қарап пухта қәдәм ташлаватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر