қушадасиға 2 сайаһәт парахоти билән 570 сайаһәтчи кәлди

айдин вилайитиниң қушадаси наһийәсигә бири норвегийә байрақлиқ, йәнә бири баһама байрақлиқ 2 сайаһәт парахоти билән 570 сайаһәтчи кәлди.

1722572
қушадасиға 2 сайаһәт парахоти билән 570 сайаһәтчи кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: норвегийә байрақлиқ « Viking Sky» намлиқ сайаһәт парахоти вә баһама байрақлиқ « Star Legend» намлиқ сайаһәт парахотидин чүшкән йолучиларниң бир қисми, әфәс қәдимий шәһири, мәрйәм ана өйи вә ширинҗә кәнтини, шундақла әтраптики харабиләрни екискурсийә қилди.

 

сайаһәтчиләр қушадаси базарлирида нәрсә - керәк сетивалди.

Global Ports  гуруһиниң шәрқий ақдеңиз районлуқ директори вә әгә порт ишлирини башқуруш идарисиниң баш мудири әзиз гүнгөр, 2022-йили 900 миң сайаһәтчиниң сайаһәт парахотлири билән келидиғанлиқини вә келәр йилиниң техиму йахши болидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر