иқтисадий ишәнч көрсәткүчи авғуст ейида ашти

түркийәниң иқтисадий ишәнч көрсәткүчи авғустта айлиқ нисбәттә % 0.7 ашип, 100.8 гә йәтти.

1698373
иқтисадий ишәнч көрсәткүчи авғуст ейида ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргининиң авғуст ейиға мунасивәтлик иқтисадий ишәнч көрсәткүчи доклатиға асасланғанда, түркийәниң иқтисадий ишәнч көрсәткүчи, ийул ейида 100.1 болуп, авғуст ейида % 0.7 ешип, 100.8 гә йәткән.

шуниң билән, түркийәниң иқтисадий ишәнч көрсәткүчи йеқинқи 39 айдин буйанқи әң йүксәк сәвийәгә йәткән.

иқтисадий ишәнч көрсәткүчиниң ешишида, әмәлий саһә (йасимичилиқ кәспи), мулазимәт, парчә сетиш содиси вә қурулуш кәспиниң ишәнч көрсәткүчиниң ешиши түрткилик рол ойниған.

әмәлий саһәниң ишәнч көрсәткүчи авғуст ейида алдинқи айдикигә селиштурғанда% 0.1 ешип, 112.2 гә, мулазимәт ишәнч көрсәткүчи% 1.2 ешип 116.1 кә, парчә сетиш сода ишәнч көрсәткүчи% 0.6 ешип 110.3 кә йәткән, қурулуш ишәнч көрсәткүчи% 7 ешип 92.4 кә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر