дунйа банкиси афғанистанға иқтисадий йардәмни тохтатти

дунйа банкиси афғанистандики паалийәтләр үчүн берилидиған иқтисадий йардәмни тохтатқанлиқини уқтурди.

1696823
дунйа банкиси афғанистанға иқтисадий йардәмни тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа банкиси байанатчиси тәрипидин елан қилинған байанатта, афғанистанниң нөвәттики вәзийитидин, дөләтниң истиқбалидин, болупму айалларға болған тәсиридин «қаттиқ әндишә қилиниватқанлиқи» тәкитлинип мундақ дейилди: «афғанистандики паалийәтләр үчүн берилидиған иқтисадий йардәмни тохтаттуқ, ички сийаситимиз вә пиринсипимизға асасән вәзийәтни йеқиндин көзитиватимиз вә нәтиҗилиригә қарап чиқиватимиз.»

дунйа банкисиниң  хәлқара җәмийәт вә тәрәққийат һәмраһлири билән йеқиндин мәслиһәтлишиш һәмкарлиқини давамлаштуридиғанлиқи әскәртилгән байанатта, миңтәсликтә қолға кәлтүрүлгән тәрәққийат нәтиҗилирини сақлап қелиш вә афғанистан хәлқини давамлиқ қоллаш йоллири үстидә издиниливатқанлиқи байан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر