санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти

түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи  ийунда айлиқ нисбәттә % 2.3, йиллиқ нисбәттә % 23.9 ашти.

1690103
санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика  оргини тәрипидин елан қилинған ийун ейиға мунасивәтлик санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи доклатға асасланғанда, ийун ейида түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи, алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 23.9 ашқан.

санаәтниң тармақ саһәлири болған канчилиқ вә канчилиқ кәспи көрсәткүчи, алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 24.3, йасимичилиқ кәспи көрсәткүчи% 24.8, ток, тәбиий газ, пар вә һава тәңшигүч ишләпчиқириш тәқсимат кәспи көрсәткүчи% 13.9 ашқан, тәңшәлмигән санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчиму йиллиқ нисбәттә% 23.7 ашқан.

пәсил вә калиндар тәңшәлгән санаәт ишләпчиқириш көрсәткүчи, 6-айда майға селиштурғанда% 2.3 ашқан.

календар тәңшәлгән санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи, бу йилниң иккинчи пәсилдә алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 41.1 ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر