түркийә полат-төмүр ишләпчиқиришта үзлүксиз тәрәққий қилмақта

полат-төмүр ишләпчиқиришта пүткүл дунйа кәйнигә чекинип кетиватқан бир пәйттә, түркийә үзлүксиз тәрәққий қилмақта.

1684861
түркийә полат-төмүр ишләпчиқиришта үзлүксиз тәрәққий қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири билән йавропа иттипақи йолға қойуватқан екиспорт чәклимилири вә «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин  полат-төмүр ишләпчиқиришта пүткүл дунйа % 1 кәйнигә чекинип кетиватқан бир пәйттә, түркийә бу саһәдә % 6 тәрәққий қилип, 2020 – йилини күчлүк бир шәкилдә тамамлиди.

2020 – йилини полат-төмүр ишләпчиқиришта йавропа биринчиси сүпитидә тамамлиған түркийә полат-төмүр саһәси, 2021 – йилиниң дәсләпки 6 – ейидиму % 20 әтрапида тәрәққий қилди, һәмдә екиспорт қиммитини % 50 ашурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر