иқтисадий ишәнч көрсәткүчи ашти

иқтисадий ишәнч көрсәткүчи ийул ейида % 2.3 ешиш билән 100.1 ға йәтти.

1682234
иқтисадий ишәнч көрсәткүчи ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини тәрипидин елан қилинған ийул ейиға мунасивәтлик иқтисадий ишәнч көрсәткүчи доклатиға асасланғанда, көрсәткүч ийун ейида 97.8 болуп, ийул ейида % 2.3 ешип, 100.1 гә йәткән.

иқтисадий ишәнч көрсәткүчиниң ешишида, истемалчилар, әмәлий саһә (йасимичилиқ кәспи), мулазимәт, парчә сетиш содиси вә қурулуш кәспиниң ишәнч көрсәткүчлириниң ешиши муһим рол ойниған.

әмәлий саһәниң ишәнч көрсәткүчи ийулда  айлиқ нисбәттә % 2.1 ешип, 112.1 кә, мулазимәт ишәнч көрсәткүчи% 5.8 ешип, 114.8 кә, парчә сетиш сода ишәнч көрсәткүчи% 3.7 ешип, 109.6 кә, қурулуш кәспиниң ишәнч көрсәткүчи% 4.7 ешип, 86.3 кә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر