мерседес 2030-йили пүтүнләй електир аптомобил ишләпчиқириду

мерседес-бенз аптомобил ширкити 2025-йили ишләпчиқирилидиған аптомобилниң йеримини, 2030-йили һәммисини електирлик аптомобил ишләпчиқирилидиғанлиқини пилан қилди.

1681633
мерседес 2030-йили пүтүнләй електир аптомобил ишләпчиқириду

түркийә авази радийоси хәвири: мерседес-бенз ширкити: « бурулуш нуқтиси йеқинлап қалди , бу он йилниң ахирида базар пәқәт електир аптомобилға өзгириду. бу қәдәм мәбләғниң қайта тәқсимлинишидин дерәк бериду» дәп байанат елан қилди.

ширкәт башқурғучилири 2022-йилдин 2030-йилғичә болған арилиқта, батарийә токлуқ машиниларға селинған омумий мәбләғниң 40 милйард йавродин ашидиғанлиқини оттуриға қойди.

йавропада електронлуқ машиниларниң нисбити күнсери ешиватқан болуп, буниң асаслиқ сәвәби тәңшәш вә һөкүмәтниң риғбәтләндүрүшидин болған.  өткән йили (2020) еликтир машинилар йавропа базириниң %10.5 ни игәллигән.

волксваген, авди, стеллантис, һәммибаб аптомобил ширкити вә волво қатарлиқ башқа аптомобил ишләпчиқарғучиларму узун муддәттә бензин вә дизел моторидин йирақлашқанлиқини көрсәтти.

мерсидис оттура вә чоң типтики йолучилар аптомобили бөликидә MB.EA, иқтидарлиқ машина үчүн AMG.EA вә кичик типтики сода йүк машинилири вә йүк машинилири үчүн VAN.EA ни йолға қойиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر