русийәдин тунҗи сайаһәт өмики анталйаға йетип кәлди

бүгүн (2021-йили 22-ийун) русийәдин тунҗи сайаһәт өмики «сайаһәт пайтәхти анталйа» ға йетип кәлди.

1662403
русийәдин тунҗи сайаһәт өмики анталйаға йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси(Kovid-19)  сәвәбидин русийә тәрипидин түркийәгә қарита 15-апрел (2021) башлиған айропилан сәпири чәклимилири 22-ийун ахирлашти.

русийә пайтәхти москва внукова (Vnukova) айродурумидин көккә көтүрүлгән түркийә һава йоллири ширкитиниң айропилани 132 йолучи билән, әнқәрә вақти 05:40 өткәндә анталйа айродурумиға қонди.

айропиландин чүшкән йолучилар мунасивәтлик рәсмийәтлиридин кейин, йуқум тәдбирлири астида меһмансарайларға қарап йол алди.

бир күн ичидә русийәдин 44 айропилан билән 12 миңдин артуқ сайаһәтчиниң анталйаға келиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر