октай: түркийә дунйадики әң тәрәққий қилған дөләтләр қатаридин орун алди

муавин җумһур рәис фуат октай түркийәниң иқтисадий җәһәттин 2021 – йилиниң дәсләпки чарикида % 7 тәрәққий қилип, дунйадики әң тәрәққий қилған 20 дөләт арисида иккинчи рәттин орун алғанлиқини ейтти.

1649348
октай: түркийә дунйадики әң тәрәққий қилған дөләтләр қатаридин орун алди

түркийә авази радийоси хәвири: октай, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «дөлитимиз 2021 – йилиниң дәсләпки чарикида иқтисадий җәһәттин % 7 тәрәққий қилип, дунйадики әң тәрәққий қилған 20 дөләт арисида иккинчи рәттин орун алди. дөлитимиз йуқум мәзгилини пурсәткә айландуруш вә иқтисадий җәһәттин өзгичә мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүш нишаниға йетиду, дегәнидуқ. дәрвәқә, түркийә күнсери тәрәққий қилмақта һәм қудрәт тапмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر