санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти

түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи айлиқ нисбәттә % 0.1, йиллиқ нисбәттә % 8.8 ашти.

1620204
санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини тәрипидин елан қилинған апрел ейиға мунасивәтлик  санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи доклатиға қариғанда, апрелда калиндар тәңшәлгән санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи бултурқиниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 8.8 ашқан, йиллиқ нисбәттә болса % 5.71 ашқан.

санаһәт саһәсиниң төвән тармақлири тәкшүрүлгәндә, апрелда канчилиқ вә кан мәһсулатлири саһәси көрсәткүчи бултурқиниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда% 15.9, йасимичилиқ саһәси көрсәткүчи болса % 9.3 ашқан.

пәсил вә калиндар тәңшәлгән санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи болса, апрелда йанвар ейиға селиштурғанда % 0.1 ашқан.

йәнә бир тәрәптин, санаәт вә технологийә ишлири министири мустафа варанк, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, түркийәниң апрел ейиға мунасивәтлик санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «дөлитимизниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи давамлиқ ашмақта, апрел ейида йиллиқ нисбәтттә санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчини әң көп ашурған 20 – г гуруһи дөләтлиридин бири болдуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر