ковид-19 йуқуми милйардерларниң байлиқиға байлиқ қошти
ковид-19 йуқуми мәзгилидә милйардерларниң байлиқи 4 тирилйон доллар ашти.
түркийә авази радийоси хәвири: «Business Insider» тор бетиниң доклатиға асасланғанда, сийасәт тәтқиқат инсититути(IPS) ниң йуқум тез тарқалған 2020-йили 18-марттин 2021-йили 18 мартқичә болған сода доклатида, 2365 милйардерниң байлиқиниң %54 лик ешиш билән 4 тирилйон доллар өрлигәнлики билдүрүлгән.
доклатта йәнә әң бай 20 милйардерниң бу мәзгилдә %68 лик ешиш билән 742 милйард доллар кирим қилғанлиқи әскәртилди.
мәркизий ишханиси әнглийәдә турушлуқ хәлқара йардәм тәшкилати «Oxfam» му 2021-йилиниң бешида елан қилған доклатида, милйардерларниң киримигә тәхминән 3 тирилйон 900 милйард доллар қошулғанлиқини йазған иди.
доклатта, бу пул билән дунйада һечкишиниң вирус сәвәбидин намратлашмаслиқини капаләткә игә қилғили болидиғанлиқи, һәмдә дунйадики һәр бир кишигә йәткүдәк ваксина сетивалғили болидиғанлиқи оттуриға қойулған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шимшәк: йәршари мәбләғ салғучилири түркийәниң иқтисадий пиланиға ишиниду
министир мәһмәт шимшәк америка қошма иштатлиридики зийарити һәққидә TRT гә байанат бәрди.