русийәдә бир сот мәһкимиси Twitter ға пул җазаси бәрди

русийәниң пайтәхти москвадики бир сот мәһкимиси мәмурий қанунға хилаплиқ қилғанлиқи сәвәблик Twitter ға 3 милйон 200 миң рубли пул җазаси бәрди.

1613685
русийәдә бир сот мәһкимиси Twitter ға пул җазаси бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәси учур технологийәлири вә аммиви алақә назарәтчилик оргини (Roskomnadzor) ниң Twitter үстидин сунған әрзи тоғрулуқ, москвадики таганский сот мәһкимисидә сот ечилди.

русийәдә чәкләнгән мәзмунларға Twitter арқилиқ еришкили болуш сәвәбидин ширкәтниң  қанунға әмәл қилмиғанлиқиға һөкүм қилған сот мәһкимиси,  Twitter ға 3 милйон 200 миң рубли (тәхминән 42 миң доллар) пул җазаси бәрди.

русийә федератсийәси учур технологийәлири вә аммиви алақә назарәтчилик оргини, 10 – март күни чиқарған қарар арқилиқ, өзини өлтүрүвелиш, шәһванийлиқ вә зәһәрлик чекимликни тәшвиқ қилидиған мәзмунлар өчүрүлмигәнлики сәвәблик, Twitter ниң сүритини йанфунларда % 50 астилатқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر