пәкҗан шималий македонийә иқтисад министири билән көрүшти
сода ишлири министири руһсар пәкҗан дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн түркийәгә кәлгән шималий македонийә иқтисад министири крешник бектеши билән көрүшти.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә сода ишлири министирлиқида ишқа ашурулған һәйәтләр ара учришишта, түркийә билән шималий македонийә оттурисидики иқтисад - сода мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш вә чоңқурлаштуруш һәққидә музакирә елип берилди, шундақла, икки дөләт оттурисида 2001 – йилдин бери күчкә игә болуп келиватқан, һәмдә сода мунасивәтлиригә муһим төһпә қошуватқан әркин сода келишимини йеңилаш вә даирисини хизмәт саһәсиниму өз ичигә алидиған шәкилдә кеңәйтиш үчүн сөһбәт башлиниши қарарлаштурулди.
икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқ пурсәтлири һәққидә өзара пикир алмаштурулған учришишта, селинмиларниң көпәйтилишигә чақириқ қилинди.
буниңдин башқа йәнә, учришишта, әң қисқа вақит ичидә қошма иқтисадий комитет йиғининиң чақирилиши вә бу йилниң дәсләпки йеримида бир селинма мунбири йиғини өткүзүлүши тоғрилиқму бирдәклик һасил қилинди.
йәнә бир тәрәптин, түрк ширкәтлириниң шималий македонийәдә енергийә лайиһәлиригә техиму көп қатнишиши мәсилисиму музакирә қилинди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәниң мевә – чевә вә көктат екиспорти ашти
түркийә 4-айда 211 милйон 494 миң долларлиқ мевә – чевә вә көктат експорт қилди.
түркийәниң експорти йанвар-апрел айлирида ашти
түркийәниң 54 шәһириниң екиспорти йанвар-апрел айлирида көрүнәрлик ашти.