оттура асийа  хәлқара сода мәркизи қурулиду

қазақистан-өзбекистан чеграсида қурулуши пиланлиниватқан «оттура асийа хәлқара сода мәркизи» үчүн хизмәт ишлинишкә башлиди.

1575898
оттура асийа  хәлқара сода мәркизи қурулиду

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан баш министири әсқәр маминниң рийасәтчиликидә чақирилған министирлар кеңишидә, сода вә бир гәвдилишиш министири бәхит султанов, өзбекистан билән чегра районда қурулуши пиланлиниватқан сода мәркизигә мунасивәтлик тәййарлиқ хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини уқтурди, һәмдә қазақистан-өзбекистан чеграсида қурулуши пиланлиниватқан «оттура асийа хәлқара сода мәркизи» ниң наһайити муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «сода мәркизи қурулидиған җай өзбекистан тәрәп билән бирликтә қарарлаштурулди, биз бир парчә йәр аҗраттуқ, һазир мәбләғ салғучи билән сөһбәтлишиватимиз.»

у йәнә, мәркәзниң қошна дөләт өзбекистан билән болған содиниң тәрәққий қилдурулушиға һәссә қошидиғанлиқини, җүмлидин, икки дөләт оттурисидики омумий соммисиниң 10 милйард доллар ешишида түрткилик рол ойнайдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر