давос башлиқлар йиғини бу йил сингапорда ечилиду

дунйа иқтисад мунбири (йәни давос башлиқлар йиғини) бу қетим вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин 2021 – йили 13 – майдин 16 – майғичә сингапорда өткүзүлиду.

1541264
давос башлиқлар йиғини бу йил сингапорда ечилиду

түркийә авази радийоси хәвири: һәр йили йанварда шивейтсарийәниң давос базирида өткүзүлүп келиватқан дунйа иқтисад мунбири (йәни давос башлиқлар йиғини) бу қетим вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин 2021 – йили 13 – майдин 16 – майғичә сингапорда өткүзүлиду.

дунйа иқтисад мунбири йазма байанат елан қилип, «дунйа иқтисад мунбириниң 2021 – йиллиқ алаһидә йиғини»ниң 13 – майдин 16 – майғичә сингапорда ечилидиғанлиқини уқтурди.

2022  - йиллиқ йиғинниң қайтидин шивейтсарийәниң давос базирида ечилидиғанлиқи әскәртилгән байанатта, сингапурдики йиғинға мунасивәтлик тәпсилатларниң кейинчә елан қилинидиғанлиқи қәйт қилинди.

давос башлиқлар йиғиниға һәр йили 120 гә йеқин дөләттин үч миңға йеқин сода – санаәтчи, сийасәтчи, академик вә иҗтимаий күчләр башқурушидики органларниң вәкиллири иштирак қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر