түркийә һава йоллири ширкити авийатсийә тиранспорт ширкити қуриду

түркийә һава йоллири ширкити йеңи авийатсийә тиранспорт ширкити қурушни қарарлаштурғанлиқини уқтурди.

1535813
түркийә һава йоллири ширкити авийатсийә тиранспорт ширкити қуриду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкитиниң аммини хәвәрләндүрүш мунбириға қилған уқтурушида билдүрүлүшичә, иҗраийә һәйити, түркийә һава йоллири ширкити  % 100 шерик болидиған бир авийатсийә тиранспорт ширкити қурушни қарарлаштурған.

уқтурушта тәкитлинишичә, йеңи авийатсийә тиранспорт ширкитиниң нишани, авийатсийә тиранспорти паалийәтлириниң җәзбидарлиқини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш,  Turkish Cargo ширкитиниң  мислисиз риқабәт әвзәлликлиридин әң йүксәк сәвийәдә бәһримән болуп, саһәниң әң муһим ойунчилири арисидики орнини мустәһкәмләш, һәмдә келәчәктә йошурун күчкә игә истиратегийәлик хәлқаралиқ шерикләр үчүнму айрим бир мунбәр шәкилләндүрүш икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر