түркийәниң ишләпчиқириш индекси ашти

санаәт ишләпчиқириш индекси сентәбир (2020) ейида %1.7, йиллиқ нисбәттә %8.1 ашти.

1527271
түркийәниң ишләпчиқириш индекси ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси сентәбир ейиға мунасивәтлик санаәт ишләпчиқириш индекси нәтиҗилирини елан қилди.

түркийә истатистика идарисиниң мәлуматлириға асасланғанда, сентәбир ейида санаәт ишләпчиқириш индекси алдинқи ай (2020-йили авғуст) ға селиштурулғанда %1.7 ашқан. өткән йили (2019) ниң охшаш ейиға селиштурулғанда болса %8.1 ашқан. йиллиқ нисбәттә %11.17 ашқан.

сентәбир ейида канчилиқ вә ташчилиқ саһәсиниң индекси алдинқи айға селиштурулғанда %3.2, йасаш санаити саһәсиниң индекси %1.4, електир, газ, пар, һава тәңшигүч ишләпчиқириш вә тарқитиш саһәсиниң индекси %4.2 ашти.

санаәт вә технологийә министири мустафа варанк санаәт ишләпчиқириш индекси үстидә тохтилип, түркийәниң йиллиқ ишләпчиқириш иқтидари билән йавропада ишләпчиқиришини әң көп ашурған дөләт болғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر