бу йилниң алдинқи үч чарикидә 110 дөләткә аилә аптомобили експорт қилинди

түркийәдә паалийәт елип бериватқан аптомобил ширкәтлири, бу йилниң алдинқи чарикидә 6 милйард 408 милйон 545 миң долларлиқ аилә аптомобили експорт қилди.

1513241
бу йилниң алдинқи үч чарикидә 110 дөләткә аилә аптомобили експорт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: улудағ аптомобил санаити експортчилар җәмийитиниң учурлириға қариғанда, хусусән бурса, сакарйа вә коҗаәли районлирида паалийәт қиливатқан аптомобил ширкәтлири вәкиллири 1- айдин 9- айғичә болған җәрйанда 110 дөләткә аилә аптомобили сатқан.

аптомобил ширкәтлириниң асаслиқ експорт базалири тизимликиниң алдинқи қатаридин йавропа дөләтлириниң орун алидиғанлиқи, әң көп аптомобилниң фирансийәгә експорт қилинғанлиқи, мушу йилниң дәсләпки 9 ейида фирансийәгә експорт қилинған аптомобилларниң омумий қиммитиниң  1 милйард 13 милйон 794 миң долларға йәткәнлики қәйт қилинди.

тизимликниң иккинчи қатаридин орун алған әнглийәгә 594 милйон 115 миң, үчинчиси болған германийәгә 592 милйон 487 миң долларлиқ аптомобил сетилди.

аилә аптомобили ишләпчиқарғучилири мәзкур җәрйанда италийәгә 527 милйон 115 миң, испанийәгә 456 милйон 295 миң, исраилийәгә 365 милйон 23 миң, полшаға 303 милйон 632 миң, словенийәгә 299 милйон 608 миң, белгийәгә 284 милйон 874 миң долларлиқ аптомобил сатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر