дөләт мудапиә министирлиқи «хуш хәвәр» һәққидә байанат елан қилди

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи қарадеңиздики тәбиий газ байқилишиға алақидар «хуш хәвәр» һәққидә байанат елан қилди.

1477215
дөләт мудапиә министирлиқи «хуш хәвәр» һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: министирлиқниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилинған «хуш хәвәр» намлиқ байанатида мундақ дейилди: «җумһур рәисиз рәҗәп таййип әрдоған җакарлиған, қарадеңиздики туна – 1 саһәсидә тәбиий газ  записиниң байқилиши әзиз хәлқимизни чәксиз шад – хурамлиққа чөмдүрди. җумһур рәис алийлири йәткүзгән бу мислисиз хуш хәвәрниң, дөлитимиз вә хәлқимиз үчүн хәйрлик болушиға тиләкдашмиз, 320 милйард куб метирлик тәбиий газ записиниң байқилишиға һәссә қошқан, пидакарларчә вә қәһриманларчә хизмәт көрсәткән барлиқ кишиләрни чин дилимиздин тәбрикләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر