йавропа иттипақи иккинчи чарәктә кәйнигә чекинди

йавропа иттипақи «вухән вируси» сәвәбидин иқтисадий җәһәттин бу йилниң иккинчи чарикидә алдинқи йилниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 11.9 кәйнигә чекинди.

1465315
йавропа иттипақи иккинчи чарәктә кәйнигә чекинди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа истатискика ишханиси тәрипидин елан қилинған, йавропа иттипақи вә йавро райониниң 2020 – йилиниң иккинчи чарикигә алақидар иқтисадий әһвалиға даир доклатқа асасланғанда, 19 әзадин тәшкил тапқан йавро районида, пәсилликтин халий қилинған ички ишләпчиқириш омумий қиммити, 2020 – йилниң иккинчи чарикида алдинқи йилниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 12.1, 2019 – йилниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 15 төвәнлигән.

йавропа иттипақида болса, пәсилликтин халий қилинған ички ишләпчиқириш омумий қиммити, бу йилниң иккинчи чарикида алдинқи йилниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 11.9, 2019 – йилниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда болса % 14.4 төвәнлигән.

ички ишләпчиқириш омумий қиммити, иккинчи чарәктә алдинқи чарәккә селиштурғанда испанийәдә % 18.5, фирансийәдә % 13.8, италийәдә % 12.4, германийәдә % 10.1, белгийәдә % 12.2, австрийәдә % 10.7, португалийәдә % 14.1 төвәнлигән.

шуниң билән, йавропа иттипақи вә йавро районида, ички ишләпчиқириш омумий қиммити, иқтисадий тәрәққийат мөлчири ишқа кириштүрүлүшкә башлиған 1995 – йилдин буйан әң төвән сәвийәгә чүшүп қалған.

йәнә бир тәрәптин, иқтисадий җәһәттин биринчи чарәктә йавро райони % 3.6, йавропа иттипақи болса % 3.2  кәйнигә чекингәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر