«әнглийә билән түркийә оттурисидики сода сөһбәтлиридә илгириләш һасил қилинди»

әнглийә сода ишлири вәзири лиз трас, дөлитиниң түркийә билән давамлаштуруватқан сода келишими музакирилиридә илгириләш һасил қилинғанлиқини билдүрди.

1443778
«әнглийә билән түркийә оттурисидики сода сөһбәтлиридә илгириләш һасил қилинди»

түркийә авази радийоси хәвири: у, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, икки дөләт оттурисида һазирму 19 милйард пунд стерлинлиқ күчлүк сода мунасивитиниң барлиқиниң тәкитләп мундақ деди: «әнглийә билән түркийә оттурисидики сода келишими музакирилиридә илгириләш һасил қилинғанлиқини көрүш һәқиқәтәнму хушаллинарлиқ иштур. лондонниң йавропа иттипақидин айрилишидин кейин, әнглийә билән түркийә оттурисида сода келишими түзүшни ишқа ашурушқа тиришиватимиз.»

әнглийә, 2016 – йили өткүзүлгән реферандум арқилиқ йавропа иттипақидин айрилишни қарарлаштурған вә 3 йилдин артуқ давамлашқан музакириләрдин кейин, 31 – йанвар күни йавропа иттипақидин рәсмий айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر