йавропа иттипақи дөләтлири вухән вирусиға қарши ортақ иқтисадий программа бәлгилийәлмиди

йавропа иттипақи дөләтлири вухән вируси (йеңи типтики таҗисиман вирус ковид -19) ниң тәсиригә қарши ортақ иқтисадий программа бәлгилийәлмиди.

1393712
йавропа иттипақи дөләтлири вухән вирусиға қарши ортақ иқтисадий программа бәлгилийәлмиди

түркийә авази радийоси хәвири:  йавро пул бирлики ишлитидиған йавро гуруһиниң башлиқи марийо сентено тивиттер һесабида байанат елан қилип, йавропа иттипақиға әза дөләтләр малийә министирлириниң синлиқ конферанс шәклидә 16 саәт давамлашқан йиғин өткүзүпму келишим һасил қилалмиғанлиқини билдүрди.

марийо сентено малийә министирлириниң әтә йәнә қайта топлинидиғанлиқини вә мәқсәтлириниң хизмәтчиләрни, ширкәтләрни вә дөләтләрни ковид -19ниң иқтисадий тәсиридин қоғдайдиған күчлүк бир қутқузуш программисини бәлгиләш икәнликини ейтти.

йиғинда, ковид -19 йуқуми сәвәбидин управатқан иттипаққа әза дөләтлиридики ишқа орунлишиш имканийәтлирини қоғдап қилиш үчүн 100 милйард йавро иш һәққи йардәм программиси бәрпа қилиш, йавропа мәбләғ банкиси (EIB) ниң ширкәтләрни 200 милйард йавро кредит капалити билән тәминлиши, йавро районидики дөләтләргә иқтисади йардәм бериш үчүн қурулған йавропа муқимлиқ механизми (ESM) ниң әза дөләтләргә 240 милйард йавролуқ мәнбә аҗритиш арқилиқ таҗисиман вирус йуқуми кәлтүрүп чиқарған зийанни толдурушқа йолға қуйулған сийасәтләрләрниң малийәси үчүн ортақ қәрз системиси «коронабоно» қуруп чиқиш қатарлиқ һәр хил темилар музакирә қилинған иди.

ковид -19 кризисиниң әң көп тәсиригә учриған йавропа иттипақи дөләтлири болған италийә билән испанийә ортақ қәрз системиси қурулишини тәләп қилмақта.

германийә вә голландийә башчилиқидики бәзи дөләтләр ортақ қәрз системисиниң орниға йавропа муқимлиқ механизми (ESM)  қәрзилириниң шәртлирини йумшитип, ишлитишкә суниши керәкликини тәклип қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر