хитайға қурутулған өрүк (гүлә) експорт нисбити ашти

хитайға қурутулған өрүк експорт нисбити 2019 - йили 8 -айдин 2020 – йили март ейиғичә болған мәзгилдә % 125 ешип, әслидики 2 милйон доллардин 4 милйон 500 миң долларға йәтти. бирақ алдинқи рәттин орун алалмиди.

1393775
хитайға қурутулған өрүк (гүлә) експорт нисбити ашти

түркийә авази радийоси хәвири:  әгә қуруқ мевә вә мәһсулатлири екиспортчилар бирлики башлиқи бирол җәләп йазма байанат елан қилип, түркийәниң қуруқ өрүк (гүлә) екиспортиниң 2019 - йили 1- авғусттин 2020 – йили 30 – мартқичә болған мәзгилдә 76 миң тонниға чиқип,  197 милйон доллар кирим қилғанлиқини билдүрди.

бирол җәләп «инсанниң иммунитетни күчәйтиду» дәп билинидиған қуруқ мевиләргә болған еһтийаҗниң йеқиндин буйан күчийиватқанлиқини тәкитләп, експорт пәсли башланғандин буйан қуруқ үзүм (йемиш), қурутулған өрүк (гүлә) вә қуруқ әнҗүр (әнҗүр қеқи) експортидин 723 милйон доллар кирим қилғанлиқини доклат қилди.

бирол җәләп дунйа миқйасидики  105 дөләткә қурутулған өрүк (гүлә) әвәтилгәнликини байан қилип, әгә районидин 8 айлиқ мәзгилдә 78 милйон долларлиқ қурутулған өрүк експорт қилинғанлиқини, әң көп қурутулған өрүк (гүлә) ексспорт қилинған дөләтләр арисида  26 милйон доллар  билән америка 1-, 18 милйон доллар билән германийә 2- вә 17 милйон доллар билән франсийә 3 – болғанлиқини билдүрди.

хитай бурунқидәкла йәнә алдинқи рәттин орун алалмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر