опек вә опек сиртидики дөләтләрниң йиғини кечиктүрүлди

русийә кремил сарийи байанатчиси дмитрий песков (Dmitriy Peskov) нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилати- опек (OPEC) билән нефит ишләпчиқарғучи дөләтләр оттурисида ечилмақчи болған йиғинниң 2020-йили 9-апрелға кечиктүрүлгәнликини билдүрди.

1392412
опек вә опек сиртидики дөләтләрниң йиғини кечиктүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә кремил сарийи байанатчиси дмитрий песков москвада мухбирларниң соаллриға җаваб берип, нефит базарлириға мунасивәтлик мәсилиләр үстидә тохталди.

у русийәниң енергийә базарлирини муқимлиққа игә қилиш үчүн, башқа дөләтләр билән мәсилиләрни музакирә қилишқа тәййар икәнликини қәйт қилди.

у: «нефит базирини муқимлиққа игә қилиш үчүн буниңдин бурун кординатсийә мусаписидин орун алмиған дөләтләргә еһтийаҗлиқмиз» деди.

у бүгүн (2020-йили 6-апрел) пилан қилинған опек йиғининиң 9-апрелға кечиктүрүлгәнликини әскәртип: «бүгүнки йиғин техника сәвәблик пәйшәнбә күнигә кечиктүрүлди. йиғин үчүн тәййарлиқлар қилиниватиду» деди.

у русийә пирезиденти владимир путинниң пирограммисида америка пирезиденти доналд трамп вә сәуди әрәбистан рәһбәрлири билән телефонда көрүшмигәнликини әскәртти.

әзәрбәйҗан енергийә министирлиқи опек билән опекниң сиртидики бәзи нефит ишләпчиқарғучи дөләтләр оттурисидики йиғинниң бүгүн (2020-йили 6-апрел) ечилидиғанлиқи елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر