вухән вируси дунйа пай базарини 18 тирилйон доллардин көпрәк зийанға учратти
пүтүн дунйаға еғир тәсир көрсәткән вухән вируси (йеңи типтики таҗисиман вирус ковид -19) йуқуми 2020 - йилиниң биринчи чарикидә дунйа базарини 18 тирилйон доллардин көпрәк зийанға учратти.
түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара пул-муамилә тәтқиқат енститути (IIF) ниң һәптилик доклатиға асасланғанда, ковид -19 вируси йәршари пай базириниң баһасиға тарихта көрүлүп бақмиған дәриҗидә зийан салған.
ковид-19, 2020 - йилиниң биринчи чарикидә дунйа пай базирида 20% баһа төвәнләшни кәлтүрүп чиқарған. базардики ширкәтләрниң базар қиммити 18 тирилйондин көпрәк қиммитини йоқутуп, әсилидики 70 тирилйон доллардин төвәнләп кәткән.
болупму йеқинқи икки һәптә ичидә йолға қойулған кеңәйтилмә пул вә малийә сийасәтлири билән зийан қисмән толуқланғандәк қилсиму, әмма ковид -19 сәвәбидин давамлишиватқан ениқсизлиқлар барлиқ мүлүк баһасиниң һәддидин зийадә давалғушини кәлтүрүп чиқармақта.
йуқумниң йәнә қачанғичә давамлишидиғанлиқи һәққидики ениқсизлиқлар дунйа миқйасида хусусий саһәниң кириминиң % 10 төвәнлишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи мөлчәрләнмәктә. хитайдин латин америкағичә % 5 тин % 25 кичә төвәнләш болидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
йил бешидин буйан төвәнгә қарап маңған түзитишләр, ширкәт киримириниң йапонийәдә % 7, америкада % 8, йавро районида % 12 вә канадада % 13 төвәнләп кетиши мумкинлики билдүрүлмәктә.
анализчилар ширкәт кириминиң төвәнлишигә қарита түзүтүшләргә асасланған һалда, 2008 - йилдики малийә кризисиға селиштүрғанда техиму тез төвәнләватқанлиқини әскәртмәктә.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлиди
түркийәдә ишсизлиқ нисбити март ейида алдинқи айға селиштурғанда % 0.1 азийип, ٪8.6 кә төвәнлиди.
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи ашти
түркийәниң санаәт мәһсулатлирини ишләпчиқириш көрсәткүчи йиллиқ нисбәттә % 4.3 ашти.