сәуди әрәбистан нефит експорт миқдарини ашуридиғанлиқлирини билдүрди

сәуди әрәбистан енергийә ишлири вәзири абдуләзиз бин сәлман дөлитиниң бирқанчә ай ичидә нефит експортини күнлүк 10 варилдин ашуридиғанлиқлирини билдүрди.

1380266
сәуди әрәбистан нефит експорт миқдарини ашуридиғанлиқлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: «<әләрәбиййә> телевизийә қанили» ниң хәвәр қилишичә, вәзир бин сәлман бу һәқтә елан қилған байанатида, дөлитиниң бирқанчә ай ичидә нефит експортини күнлүк 10 варилдин ашуридиғанлиқини билдүргән.

сәуди әрәбистанниң нефит експорт миқдари 2018 – йили декабирда күнлүк 7.69 милйон варил болуп, 2019 – йили декабирда күнлүк 7.373 милйон варилға йәткәниди.

« Saudi Aramco » нефит ширкити өткән һәптә 1 – апрелдин етибарән херидарлирини күнлүк 12.3 милйон варил хам нефит билән тәминләйдиғанлиқини уқтурғаниди.

сәуди әрәбистан башчилиқидики нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилати (OPEC) билән русийә башчилиқидики OPEC сиртидики бәзи нефит ишләпчиқарғучи дөләтләрниң 6 – мартта  австрийәниң пайтәити вийанада чақирилған йиғинда, нефит ишләпчиқиришни кемәйтиш тоғрулуқ қарар чиқирилалмаслиқи, нефит баһасиниң йеқинқи 4 йилдин буйанқи әң төвән сәвийәгә чүшүп қелишини кәлтүрүп чиқарғаниди.

һәр икки дөләтниң йәр шари характерлик нефит базарлиридики үлүшлирини ашуруш үчүн апрелдин етибарән нефит ишләпчиқириш миқдарини ашуридиғанлиқини җакарлиши болса, артуқ тәминләшниң ашидиғанлиқини көрситиду.

бу әһвал нефит баһасиниң төвәнләп кетишигә сәвәб болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر