түркийә йанвар вә феврал айлирида 69 дөләткә пәмидур қийами експорт қилди

улудағ екиспортчилар бирләмшмиси (UIB) дин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, түркийәниң мунбәт тупрақлирида ишләпчиқирилған пәмидур қийами експорт содиси, бултурниң йанвар вә феврал айлириға селиштурғанда, %12.3 ашқан.

1379735
түркийә йанвар вә феврал айлирида 69 дөләткә пәмидур қийами експорт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдин бу мәзгилдә 69 дөләткә 26 милйон 631 миң америка долларлиқ мәһсулат йолланди. пәмидур қийами експорт қилғучилар әң көп ираққа експорт қилди. ираққа қилинған пәмидур қийами експорти бултурниң алдинқи икки ейиға селиштурғанда %7 ешип, әслидики 16 милйон 714 миң доллардин 17 милйон 895 миң долларға йәтти. ираққа  қилинған омумий пәмидур експорт  соммисиниң %67 ни тәшкил қилди.

ирақтин қалсила әң көп йапонийәгә пәмидур қийами експорт қилинди.

германийә үчинчи орунда турған болуп, германийәгә қилинған експорт %64 ашти. германийәгә қилинған експорт омумий соммиси 947 миң доллардин 1 милйон 554 миң долларға йәтти.

түркийәдин сәуди әрәбистанға қилинған пәмидур експорт соммиси 4 һәссә ешип,  әслидики 323 миң америка доллиридин  1 милйон 326 миң америка доллириға йәтти.

голландийәгә қилинған пәмидур қийами екиспортиниң 11 миң доллардин 170 миң долларға өрлиши һәмминиң диққитини тартти.

өткән йили 1-айдин 2-айғичә пәмидур йолланмиған италийәгә 95 миң долларлиқ, пакистанға 32 миң долларлиқ, финландийәгә 18 миң долларлиқ вә украинаға 3 миң долларлиқ пәмидур қийами експорт қилинди.

шуниңдәк, бултурниң охшаш мәзгилидә пәмидур йолланмиған косова, қазақистан, җәнубий корейә, таҗикистан, хоңкоң, филиппин вә анголағиму пәмидур қийами йолланғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر