әрдоған: өзбекистан - түркийә сода һәҗимини 5 милйард долларға йәткүзимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, өзбекистан билән импорт – експорт рәқәмлирини әң қисқа вақит ичидә 5 милйард долларға йәткүзүшни нишан қилғанлиқлирини билдүрди.

1362938
әрдоған: өзбекистан - түркийә сода һәҗимини 5 милйард долларға йәткүзимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған билән дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн түркийәгә кәлгән өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев, җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзгән айрим учришиш вә бирликтә рийасәтчилик қилған йуқири дәриҗилик истратегийәлик һәмкарлиқ кеңиши йиғинидин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

сөзиниң бешида «қериндишим» дәп атиған өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев вә униң һәмраһлиқидики һәйәтни күтүвалғанлиқидин хушаллиқ һес қилғанлиқини билдүргән әрдоған, йуқири дәриҗилик истратегийәлик һәмкарлиқ кеңишиниң тунҗи нөвәтлик йиғининиң ечилиши билән тарихий бир қәдәмниң ташланғанлиқини тәкитләп өтти.

музакирә җәрйанида икки дөләт мунасивәтлири вә һәмкарлиқ орнитишниң барлиқ йоллирини көздин кәчүргәнликлирини әскәрткән әрдоған, «сода һәҗимимиз 2019 – йили бир алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда, %27 әтрапида ашти. содимизниң 2.2 милйард долларға йетиши әлвәттә муһим бир утуқтур. икки дөләт содисида тунҗи қетим һәм експорт һәм импорт санлиқ мәлуматлирида бир милйард доллардин ешиш көрүлди. бирақ техи бесип өтүшимиз керәк болған мусапә бар. һөрмәтлик пирезидент билән буни әң қисқа вақит ичидә 5 милйард долларға йәткүзүшни пиланлидуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған йәнә, меһман пирезидент билән қатнаш, енергийә, сәһийә, сайаһәтчилик, маарип, мудапиә санаити саһәлиридики һәмкарлиқ вә һәрбий мунасивәтләрни қандақ гүлләндүрүш тоғрисидиму пикир алмаштурғанлиқиға ишарәт қилип өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر