сода келишими германийәниң експортиға тәсир көрситиду

америка билән хитай оттурисида имзаланған биринчи басқучлуқ сода келишиминиң, келәр йили (2021) германийәниң хитайға болған експортини тәхминән 4.5 милйард доллар азайтиши мумкинлики билдүрүлди.

1361065
сода келишими германийәниң експортиға тәсир көрситиду

түркийә авази радийоси хәвири: киел дунйа иқтисад иниститути(IfW)  америка билән хитай оттурисидики биринчи басқучлуқ сода келишиминиң тәсирлири тоғрисида доклат тәййарлиди.

доклатта мундақ дейилди:

«йеңи һесаблашларға қариғанда, содида йөнүлүш өзгәртишниң, германийәниң експортини, болупму аптомобилда 1.3 милйард доллар, айропиланда 1.6 милйард доллар вә санаәт машинилирида 0.7 милйард доллар болуп, җәмий 4.5 милйард доллар азайтиши күтүлмәктә.»

доклатта, дунйадики икки чоң иқтисадий күч оттурисидики сода келишиминиң, йеза игиликидә биразилийәгә сәлбий тәсир көрситидиғанлиқи вә «сойа пурчиқи» териқчилириниң хитайға болған експортини 5 милйард доллар төвәнлитидиғанлиқи тәхмин қилинди.

доклатта йәнә, русийә билән германийәниң хитайға болған нефит вә көмүр експортиғиму сәлбий тәсир көрситидиғанлиқи, келәр йили (2021) русийәниң хитайға болған експортини 2.7 милйард доллар, австиралийәниң хитайға болған експортини 1.8 милйард доллар азайтидиғанлиқи қәйт қилинди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر