сайаһәтчиликтә рекорт йаритилди

2015-йилидин 2019-йилиғичә болған мәзгилдә сайаһәтчиләр сани вә сайаһәт кирими %9.71 ашти.

1355327
сайаһәтчиликтә рекорт йаритилди

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи үч йилда түркийәгә кәлгән сайаһәтчиләр сани вә сайаһәтчиликтин қолға кәлтүргән кирим муқим ашти. өткән йили (2019) җумһурийәт тарихида сайаһәт вә сайаһәтчиликтин киргән киримида рекорт характерлик ешиш көрүлди.

түркийә 2017-йили 38 милйон 620 миң сайаһәтчидин 26 милйард 283 милйон доллар кирим қилди. 2018-йили 45 милйон 628 миң сайаһәтчидин 29 милйард 512 милйон доллар кирим қилди. өткән йили болса, түркийәгә 51 милйон 860 миң сайаһәтчи кәлди. булардин 34 милйард 520 милйон доллар кирим қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر