«түркийә – алҗирийә әркин сода келишими үчүн қәдәм ташлиниду»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «түркийә – алҗирийә әркин сода келишими үчүн тегишлик қәдәмләрниң ташлинидиғанлиқини ейтти.

1347978
«түркийә – алҗирийә әркин сода келишими үчүн қәдәм ташлиниду»

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған алҗирийәдә бир меһмансарайда өткүзүлгән «түркийә – алҗирийә сода – иқтисад мунбири» йиғинида қилған сөзидә, мунбәрниң түркийәдики сода дунйаси вә карханичиларға нисбәтән, «йеңи шерикләр, йеңи йүзлинишләр, йеңи лайиһәләр вә селинмиларниң ишиклириниң кәң ечилиши» дегән мәнини билдүридиғанлиқилиқини, икки тәрәплик учришишлирида, игилик тиклигүчиләргә мәбләғ селиш земини һазирлап беридиған вә уларни мәбләғ селишқа риғбәтләндүридиған көплигән қарарларни чиқарғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «түркийә нөвәттә 210 иқтисадий районға експорт қиливатқан вә 222 дөләттин импорт қиливатқан бир дөләткә айланди. 2002 – йили екиспортимиз 36 милйард доллар иди, бу йил бу рәқәмни 181 милйард долларға йәткүздуқ. түркийәниң африқа әллири билән болған сода омумий соммиси йеқинқи 17 йил ичидә % 381 ешип, 26 милйард долларға, екиспортимиз болса 16 милйард долларға йәтти.»

түркийә – африқа сода омумий соммисини 50 милйард долларға йәткүзүшни нишан қиливатқанлиқлирини әскәрткән әрдоған, алҗирийәгә дост вә қериндаш бир дөләттинму бәкрәк, түркийәниң шималий африқидики истиратегийәлик һәмраһлиридин бири дәп қарайдиғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, сода министирлиқи билән ташқи сода мунасивәтләр кеңишиниң уйуштурушида истанбулда «3 – нөвәтлик түркийә – африқа сода – иқтисад мунбири» йиғини чақиришни пиланлаватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «түркийә – алҗирийә оттурисидики сода омумий соммиси узундин буйан 4 милйард доллар сәвийәсидә давамлишиватиду. өз районлиириниң ишләпчиқириш вә сода мәркәзлири бар болған дөләтлириимиз үчүн бу рәқәм әлвәттә муһимдур, әмма йетәрлик әмәстур. бүгүн пирезидент абдулмәҗид тәббун алийлири билән сода омумий соммимизни қисқа вақит ичидә 5 милйард долларға йәткүзүшни қарарлаштурдуқ. буниңдин башқа йәнә, ортақ байаннамә имзалап, дөләтлиримиз оттурисида алий һәмкарлиқ кеңиши қурулушини ишқа ашурдуқ. бу кеңәшниң бир йил түркийәдә, бир йил алҗирийәдә йиғин чақиришини мөлчәрләватимиз, министирларниң учришишлири нәтиҗисидә ғайәт зор мувәппәқийәтләрниң қолға кәлтүрүлүшигә ишинимиз.»

у йәнә, йеза игилик, сайаһәт, йемәк – ичмәк, енергийә, нефит химийәси, мудапиә санаити саһәлириниң, икки дөләт һәмкарлиқини күчәйтидиған асаслиқ саһәләр икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر