хәлқара пул фонди тәшкилати түркийәниң 2020 - йиллиқ иқтисадий гүллиниш мөлчәрини елан қилди

хәлқара пул фонди тәшкилатиниң түркийә һәйити, түркийә иқтисадиниң бу йил 0.2%, 2020 – йили болса, 3% ешишиниң мөлчәрлиниватқанлиқини елан қилди.

1331359
хәлқара пул фонди тәшкилати түркийәниң 2020 - йиллиқ иқтисадий гүллиниш мөлчәрини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара пул фонди тәшкилати түркийә һәйитиниң доклатида, түркийә иқтисадида иҗабий ешишниң күтүлүватқанлиқи қәйт қилинди вә оттура мәзгилдә техиму күчлүк, техиму иластикилиқ ешишни қолға кәлтүрүш үчүн кәң даирилик ислаһат пиланиға еһтийаҗ барлиқи тәкитләп өтүлди.

доклатта, пул сийаситиниң пул пахаллиқини үзүл – кесил төвәнлитишкә мәркәзлишиши керәклики әскәртилди.

базар бесиминиң төвәнлиши билән түрк лирасиниң әслигә кәлгәнлики әскәртилгән доклатта, импортниң төвәнлиши билән күчлүк сайаһәтчиликниң даимлиқ һесабатниң алаһидә йахшилинишиға һәссә қошқанлиқиға даир қарашларға орун берилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر