OPEC күндилик нефит ишләпчиқириш миқдарини азайтишни қарарлаштурди

нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилати (OPEC) вә бу тәшкилаттин сритқи дөләтләр күндилик нефит ишләпчиқириш миқдарини 500 миң варил азайтиш тоғрулуқ қарар мақуллиди.

1319259
OPEC күндилик нефит ишләпчиқириш миқдарини азайтишни қарарлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: бу қарар авистирийәниң пайтәхти вийанада нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилатиға әза әлләрниң 7 – нөвәтлик министирлар йиғинида мақулланди.

қарарда, 2018 – йили декабирдин буйан күндилик нефит ишләпчиқириш миқдариниң оттуричә 1.2 милйон варил азайтилғанлиқини, буниңдин кейин бу миқдарниң техиму төвән сәвийәгә чүшүрүлидиғанлиқи, буниң 2020 – йили мартниң ахирлириғичә давамлишидиғанлиқи әскәртилди.

сәуди әрәбистан енергийә ишлири вәзири шаһзадә абдуләзиз бин сәлман, бу һәқтә елан қилған байанатида, күндилик нефит  ишләпчиқириш миқдариниң 500 миң варил азайтилидиғанлиқини, буниңдин сәуди әрәбистанға чүшидиған үлүшниң 167 миң варил икәнликини билдүрди. шуниң билән бир вақитта, сәуди әрәбистанниң  күндилик нефит  ишләпчиқириш миқдарини халисанә һалда йәнә 400 миң варил  азайтидиғанлиқини,  нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилати вә бу тәшкилаттин сритқи дөләтләр азайтидиған күндилик нефит  ишләпчиқириш миқдариниң  1 – йанвардин башлап күнигә 2.1 милйон варил болидиғанлиқини қәйт қилди.

бу қарардин кейин хам нефитниң баһаси өсүп кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر