түркийә – гирузийә иқтисад комитетиниң йепилиш йиғини ахирлашти

сода министири рухсар пәкҗан гирузийә иқтисад вә сиҗил тәрәққийат ишлири министири натиа турнава билән көрүшүп, аддийлаштурулған таможна линийәси һәмкарлиқи үчүн хизмәт қилиш тәклипи сунғанлиқи вә униңму бу тәклипни қобул қилғанлиқини билдүрди.

1309045
түркийә – гирузийә иқтисад комитетиниң йепилиш йиғини ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: рухсар пәкҗан сода мистирлиқида өткүзүлгән түркийә гирузийә иқтисад комитетиниң йепилиш йиғини вә келишим имзалаш мурасимидин кейин бәргән байанатида, дост вә қериндаш икки дөләт оттурисидики сода омумий соммисиниң алдинқи йили 1 йерим милйард долларға йәткәнликини вә буни 3 милйард долларға чиқиришни нишан қилғанлиқини ейтти.

түркийә гирузийә иқтисад комитетиниң 5нөвәтлик йиғини даирисидә, техника һәйитиниң бир йәргә җәм болғанлиқини вә йахши нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини билдүргән рухсар пәкҗан, бу йиғинға параллел һалда ортақ таможна комитети йиғинлириниңму муавин министирлар сәвийәсидә өткүзүлгәнликини уқтурди.

министир рухсар пәкҗан техника һәйитиниң дөләтләр ара сода вә иқтисад мунасивәтлиригә һәммә җәһәттин әтраплиқ қарап чиққанлиқини, содидин селинмиға, санаәттин техникиға вә сайаһәт ишлиридин сәһийәгә қәдәр барлиқ саһәләрдики мәсилиләргә әтраплиқ қарап чиққанлиқлирини шундақла тәкшүрүш хизмәтлирини тамамлап болғанлиқлирини тилға алди.

рухсар пәкчан әркин сода келишиминиң даирисиниң кеңәйтилиши вә мулазимәт саһәсиниму ичигә елишиға алақидар хизмәтләрниң ортақ давамлаштурулидиғанлиқини тәкитлиди.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر